қазақистанда намайиш сәвәбидин һөкүмәт истепа бәрди

қазақистанда баш министир әсқәр мамин башчилиқидики һөкүмәт суйуқландурулған газ баһасиниң өсүп кетишигә қарши намайиш сәвәбидин истепа бәрди.

1757489
қазақистанда намайиш сәвәбидин һөкүмәт истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент қасим җөмәрт тоқайев әтигәндә (2022-йили 5-йанвар) һөкүмәтниң истепасини қобул қилди.

пирезидентлиқ ишханисиниң байанатиға асасланғанда, муавин баш министир әлихан исмайилов баш министирлиқ вәзиписигә вәкил болуп тәйинләнгән.

қазақистанниң ғәрбидики җанаозән шәһиридә суйуқландурулған газ баһасиниң өсүп кетишигә қарши шопурлар тәрипидин өткүзүлгән намайиш пүтүн мәмликәткә кеңәйгәндин кейин, алмута шәһири вә мангистав өлкисидә җиддий һаләт елан қилинған иди.

җиддий һаләт һәққидә пирезидент тоқайевниң имзалиған қарарнамисида, қазақистанда аммиви бихәтәрликкә капаләтлик қилиш вәзийитиниң начарлашқанлиқи сәвәбидин мәзкур районларда 5-йанвардин 19-йанварғичә кочиға чиқишни чәкләш йолға қойулған иди.

қазақистанниң бурунқи пайтәхти алмутада миңлиған киши қатнашқан намайиш бир кечә давамлашқан вә сақчилар аваз бомбиси шундақла йаш аққузуш бомбиси етип, намайишчиларни тарқитиветишкә урунған иди.

қазақистанда суйуқландурулған газ баһасиниң 60 тәңгидин 120 тәңгигә өстүрүлиши һөкүмәтниң ағдуруп ташлинишини кәлтүрүп чиқарди.

қурулған алаһидә һөкүмәт комитети ақтавдики намайишчилар билән көрүшүп, суйуқландурулған газ баһасини 50 тәңгигә чүшүргәнликини елан қилған болсиму, буниңға қаримастин давамлашқан намайишларда, мәвҗут һөкүмәт түзүмини тәнқид қилидиған сийасий шоарлар товланған вә хәлқниң иҗтимаий-иқтисадий вәзийитини йахшилаш тәләп қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر