қазақистан дөләт мудапиә министири вәзиписидин истепа бәрди

қазақистан дөләт мудапиә министири нурлан йәрмәкбайев вәзиписидин истепа бәрди.

1700124
қазақистан дөләт мудапиә министири вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезидент мәһкимиси ахбарат васитилири байанатчиси берик уали, бу һәқтә елан қилған байанатида, пирезидент қасим җөмәрт тоқайевниң дөләт мудапиә министири йәрмәкбайевниң истепанамәсини қобул қилғанлиқини билдүрди.

йәрмәкбайев, 26 – авғуст күни җамбил вилайитигә қарашлиқ байзаков наһийәсидики һәрбий оқ - дора искилатида мәйданға кәлгән партлаштин кейин, районниң вәзийитини контирол астиға алғандин кейин вәзиписидин истепа беришкә тәййар икәнликини ейтқаниди.

рәсмий мәнбәләрниң билдүрүшичә,  һәрбий оқ - дора искилатида арқимуарқа мәйданға кәлгән партлашларда, һәрбий хадимлар вә қутқузуш әтритидә вәзипә өтәватқан  15 киши һайатидин айрилған , көпинчиси от өчүрүш вә қутқузуш хадимлири болуп, җәмий 90 адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر