әлийев макрон билән телефонлашти

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән телефонда көрүшти.

1686810
әлийев макрон билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидент мәһкимисиниң билдүрүшичә, фирансийә тәрәпниң тәклипигә биинаән ишқа ашурулған телефон сөһбитидә, икки рәһбәр, 2020 – йили 10 – нойабир күни русийә, әзәрбәйҗан вә әрменийә оттурисида имзаланған байаннамәдин кейинки мәзгилдә оттуриға чиққан районлуқ мәсилиләр вә байаннамәниң һөкүмлириниң иҗра қилиниши һәққидә музакирә елип барған.

әзәрбәйҗан билән әрменийә чеграсидики вәзийәт тоғрилиқму музакирә елип барған әлийев билән макрон, (2020 – йили сентәбир – нойабирдики) тоқунушлардин кейинки мәзгилдә районда муқимлиқ вә бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш мәсилилири һәққидә сөһбәтләшкән, шундақла, әзәрбәйҗан – фирансийә мунасивәтлириниң охшимиған тәрәплири тоғрулуқ өзара пикир алмаштурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر