өзбекистанда пирезидент сайлими өктәбирдә өткүзүлиду

өзбекистанда пирезидент сайлими 24 – өктәбир күни өткүзүлиду.

1679065
өзбекистанда пирезидент сайлими өктәбирдә өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан мәркизий сайлам комитетиниң башлиқи сәйниддин низамхоҗайев, ахбарат елан қилиш йиғинида, мәркизий сайлам комитетиниң, дөләттә пирезидент сайлиминиң 24 – өктәбир күни өткүзүлүши тоғрулуқ қарар чиқарғанлиқини, сайлам сәпәрвәрлик һәрикәтлириниңму бүгүндин етибарән башланғанлиқини қәйт қилди.

өзбекистан парламентиниң йуқири қанити болған кеңәш палатаси омумий кеңиши,  феврал ейида 12-айда  өткүзүлидиған пирезидент сайлимини 10-айда өткүзүш қануниға түзитиш киргүзүшни тәстиқлиғаниди. йеңи бәлгилимә бойичә, илгири 20-декабирдин кейинки биринчи йәкшәнбә күни өткүзүлидиған пирезидент сайлиминиң 20-өктәбирдин кейинки биринчи йәкшәнбә күни өткүзүлүши қарарлаштурулғаниди.

пирезидент 5 йил вәзипә өтәш үчүн сайлинидиған дөләттә, алдинқи қетимлиқ пирезидент сайлими 2016-йили декабирда өткүзүлгән, шу қетимқи сайламда 3 рәқигә қарши % 88.61 авазға еришкән шәвкәт мирзийойев ғәлибә қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر