қазақистан анталйаға айропилан сәпәрлириниң санини көпәйтишни қарарлаштурди

қазақистан 7 – ийундин башлап анталйаға айропилан сәпәрлириниң санини һәптидә 8 гә чиқиришни қарарлаштурди.

1651692
қазақистан анталйаға айропилан сәпәрлириниң санини көпәйтишни қарарлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан санаәт вә ул әслиһә қурулушини тәрәққий қилдуруш ишлири министирлиқиниң билдүрүшичә, қазақистан һөкүмити «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш комитетиниң қарариға асасланғанда, дөләттә ташқи линийә учушлирида түркийә вә өзбекистанға қарита айропилан сәпәрлириниң сани көпәйтилидикән.  

бу даиридә, 7 – ийундин башлап анталйаға айропилан сәпәрлириниң сани һәптидә 8 гә чиқирилидикән.

буниңдин башқа йәнә, өзбекистанниң нәмәнган, нуқус вә сәмәрқәнд шәһәрлиригиму айропилан сәпәрлири ишқа ашурулидикән.

қазақистан санаәт вә ул әслиһә қурулушини тәрәққий қилдуруш ишлири министири бейбут атамқулов, илгири елан қилған байанатида, йаз айлирида көп санда қазақистан пуқрасиниң түркийәгә сайаһәткә баридиғанлиқини, шуңа бу әһвал нәзәрдә тутулуп, анталйаға қарита айропилан сәпәрлириниң санини көпәйтиш тоғрулуқ музакириләрни елип барғанлиқлирини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر