әзәрбәйҗан армийәси 15 миң кишилик һәрбий маневирни башлиди
әзәрбәйҗан армийәси 15 миң әскәрниң қатнишиши билән маневир өткүзмәктә.
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, һәрбий маневирниң пирезидент илһам әлийев тәстиқлиған пиланға асасән башланғанлиқи билдүрүлди.
15 миң әскәр вәзипә өтәватқан маневирға йәнә, тәхминән 300 танка вә броневик, тәхминән 400 охшимиған башқурулидиған бомба вә зәмбирәк системиси, 50 айропилан вә тик учар шундақла учқучисиз айропиланларниңму қатнашқанлиқи уқтурулди.
маневирда әскәрләрни урушқа тәййар қилиш, урушни маслаштуруш вә өз-ара тәсирни күчәйтиш асас қилинмақта.
террорлуқ гуруппилири вә қанунсиз қораллиқ шайкиларға қарши күрәш мәшиқи елип берилидиған маневир 20-майғичә давамлишиду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шивейтсарийәдә түрк һәптилики паалийити өткүзүлмәктә
шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә түрк һәптилики паалийити өткүзүлмәктә.
әрменийә төт йезисини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди
әрменийә 1-қарабағ урушида ишғал қиливалған 4 йезини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди.