өзбекистан авиатсийә ширкити ургәнч билән истанбул оттурисида учушни башлайдиған болди

өзбекистан авиатсийә ширкити 28 - марттин етибарән ургәнч билән истанбул оттурисида учушни башлайдиған болди.

1601408
өзбекистан авиатсийә ширкити ургәнч билән истанбул оттурисида учушни башлайдиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан қатнаш министирлиқиниң байанатида, өзбекистан авиатсийә ширкитиниң 28-марттин етибарән ургәнч-истанбул-ургәнч нөвәтчи учушини башлайдиғанлиқи вә айропиланниң һәптидә бир қетим қатнайдиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, тунҗи нөвәтчи айропиланниң 28-март саәт 09.30 (шу йәрниң вақти 07.30) дә ургенч айродорумида өткүзүлидиған алаһидә мурасим билән учидиғанлиқи уқтурулди.

өзбекистан авиатсийә ширкити йәнә, 2017-йили өктәбирдә башланған, әмма йуқум сәвәбидин 2020-йили мартта тохтитилған сәмәрқәнд-истанбул учушлириниму аридин бир тил өткәндин кейин қайта башлайдиған болди.  

һәптидә үч қетим учидиған сәмәрқәнт-истанбул учушлири 29-мартта шу йәрниң вақти 20.05 дә (вә түркийә вақти 18.05 дә) башлиниду.

өзбекистан авиатсийә ширкити һазир һәр күни ташкәнт-истанбул-ташкәнт авиатсийә линийиси бойичә учушлирини давамлаштурмақта.

алдинқи һәптә өзбекистанда зийарәттә болған ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу өзбекистан билән икки дөләт оттурисидики қатнашни қулайлаштуруш мәсилисинимузакирә қилғанлиқини билдүрүп,  түркийә авиатсийә ширкити вә өзбекистан авиатсийә ширкити билән хусусий ширкәтләрниң охшимиған шәһәрләргә учидиған нөвәтчи айропилан санини көпәйтиш мәсилисини музакириләшкәнликини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر