әзәрбәйҗан әтә  тағлиқ қарабағниң азад қилинишини алаһидә мурасим билән тәбрикләйду

әзәрбәйҗанлиқлар тағлиқ қарабағда қолға кәлтүрүлгән ғәлибә мунасивити билән, әтә (10.12.2020)  пайтәхт бакуда өткүзүлидиған һәрбий паратни тәқәззалиқ билән күтмәктә.

1542540
әзәрбәйҗан әтә  тағлиқ қарабағниң азад қилинишини алаһидә мурасим билән тәбрикләйду
azerbaycan tören prova 1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә ишғалийити астидики йәрләрниң азад қилиниши мунасивити билән өткүзүлидиған мурасим үчүн бакуда кочилар вә биналар әзәрбәйҗан вә түркийә байрақлири билән безәлди. һәрбий қисимлар вә аптомобиллар өтидиған йоллар тәййарланди, мурасим мәйданиға баридиған меһманлар үчүн мунбәрләр қурулди.

әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлириниң иштирак қилиши билән өткүзүлидиған мурасим үчүн репетитсийә давамлашмақта.

мурасимда, урушта қәһриманлиқ көрсәткән 3 миң әскәр параттин өтиду һәмдә армийә ишлитиватқан заманиви қорал -  йарағларму көрситилиду.

мурасимда йәнә, әзәрбәйҗан армийәсиниң қорал түрлири ичидә орун алған «Bayraktar TB2 SİHA»  намлиқ учқучисиз айтропиланларму көргәзмә қилиниду.

мурасимда, әзәрбәйҗан армийәсиниң әрменийә армийәсидин өлҗа алған бронивек аптомобиллар вә башқа қоралларму көргәзмә қилиниду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мурасимға шәрәп меһмини сүпитидә  қатнишиду. әрдоғанниң мурасимда нутуқ сөзлиши мөлчәрләнмәктә.

әрдоған илһам әлийев билән биргә, әскәрләрниң параттин өтүшини көриду.

мурасимға, әзәрбәйҗан әскәрлиридин башқа қизил қалпақлиқ түркийә әскәрлириму иштирак қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر