әлийев: дүшмәнни земинлиримиздин қоғлап чиқардуқ

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, өз земинлиридин дүшмәнни қоғлап чиқирип йеңи бир реаллиқ йаратқанлиқлирини, бу реаллиқни барлиқ тәрәпләрниң қобул қилидиғанлиқини ейтти.

1537625
әлийев: дүшмәнни земинлиримиздин қоғлап чиқардуқ

түркийә авази радийоси хәвири: илһам әлийев, әзәрбәйҗан армийәсиниң земинлирини әрменийә ишғалидин азад қилғанлиқи мунасивити билән байанат бәрди؛ у, тағлиқ қарабағдики аһалиниң әзәрбәйҗан пуқраси икәнликини тәкитләп, «улар әзәрбәйҗан дөлитидә турмушлириниң техиму йахши өтидиғанлиқини көриду» деди.

пирезидент илһам әлийев фирансийә палатасиниң аталмиш тағлиқ қарабағ җумһурийитини етирап қилған қарари һәққидә тохтилип, «фирансийә палатасиниң бизниң мәсилимиз билән немә алақиси бар? бәк халайдиған болса, дөләт қурушлири үчүн масилийани әрмәнләргә бәрсун» дегәнләрни қәйт қилди.


خەتكۈچ: #әзәрбәйҗан

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر