қирғизистан баш министири  пирезидент намзати болуш үчүн вәзиписидин истепа бәрди

қирғизистанда 10 - йанварда өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимиға намзат болушни илтимас қилған баш министир садир җапаров баш министирлиқ вәзиписидин истепа бәрди.

1527927
қирғизистан баш министири  пирезидент намзати болуш үчүн вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидентлиқ ахбарат мәркизиниң байанатида, садир җапаровниң пирезидент намзатлиқиға илтимас қилғандин кейин баш министирлиқ вәзиписини биринчи муавин баш министир артәм новиковға өткүзүп бәргәнлики уқтурулди.

садир җапаровниң алқинида тутуп кәлгән пирезидентлиқ һоқоқлирини болса, парламент башлиқи талант мамитовға өткүзүп бәргәнлики  биилдүрүлди.

талант мамитов хәлққә қилған хитабида, өзиниң асаслиқ вәзиписиниң 2021 - йили 10- йанварда өткүзүлиши пиланланған пирезидентлиқ сайлимида барлиқ намзатларға баравәр шараит йаритип бериш икәнликини ейтти.

йәнә бир тәрәптин, намзатлиқ илтимаси сунуш мудитини 10 – йанварда ахирилишидиған сайлам үчүн һазирғичә 63 кишиниң намзатлиққа илтимас сунғанлиқи билдүрүлди.

қирғизистан парламентиға кирәлмигән партийәләр 10-айниң 5-күни өткүзүлгән намайишлири зораванлиққа айланғандин кейин, қоллиғучилири тәрипидин 6 - өктәбирдә түрмидин чиқирилған садир җапаров шу күни «вақитлиқ баш министир» елан қилинған иди.

садир җапаров парламентниң ишәнч авазиға еришкән вә пирезидент соронбай җенбеков хизмитидин истипа бәргәндин кейин, пирезидентлиқ һоқуқини вақитлиқ үстигә алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر