әзәрбәйҗан армийәси әрменийә  ишғалийитидин азад қилған олтурақ районларниң сани 78 гә йәтти

қәһриман әзәрбәйҗан армийәси әрменийәниң уруш тохтитиш келишимигә хилап һуҗумлириға алдинқи сәптә тетиғудәк җаваб қайтурмақта.

1511609
әзәрбәйҗан армийәси әрменийә  ишғалийитидин азад қилған олтурақ районларниң сани 78 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи әзәрбәйҗан армийәсиниң әрменийәгә тегишлик җавабни алдинқи сәптә беришни давамлаштуриватқанлиқини билдүрди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, «уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилип, пуқраларға һуҗум қилған әрменийәгә қәһриман әзәрбәйҗан армийәси җавабни алдинқи сәптә беришни давамлаштуруватиду. йеңи азад қилинған 13 йеза билән биргә, ишғалийәттин азад қилинған олтурақ районларниң сани 78 кә йәтти» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر