әзәрбәйҗан әрменийә қисимлириниң һуҗумлирини чекиндүрди

әзәрбәйҗан армийәси кечә бойичә әрменийә армийәсиниң уруш тохтитишқа қаримастин қилған һуҗумини чекиндүрди.

1507268
әзәрбәйҗан әрменийә қисимлириниң һуҗумлирини чекиндүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи әрменийә армийәсиниң кечә бойичә қилған һуҗумлириниң чекиндүрүлгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, әрменийә қисимлириниң қолдин берип қойған нуқтиларни қайтидин ишғал қилиш үчүн әғдәрә, ағдам, фузули вә җәбраил линйәсидә кичик гуруппилар һалида қилған һуҗумлириниң чекиндүрүлгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, әзәрбәйҗан армийәсиниң әрменийә қисимлириниң бир данә «T-72» типлиқ танкисини, үч данә башқурулидиған бомба системисини пачақлап ташлиғанлиқи вә нурғун әскәрниң бир тәрәп қилинғанлиқи әскәртилди.

байанатта йәнә, әрменийә армийәсиниң 9-, 5- вә 522- полк әскәрлириниң уруш мәйданида аптомобиллирини ташлап қойуп чекингәнлики, 1-полк җайлашқан йәрдә бир йәр асти панаһлиниш җайиниң битчит қилинғанлиқи қәйт қилинди.

әзәрбәйҗан армийәсиниң барлиқ сәпләрдә үстүнлүкни игәллигәнлики, әрменийә армийәсиниң ағдам, тәртәр вә горанбой вилайәтлиригә оқ атқанлиқи билдүрүлди.

әзәрбәйҗан билән әрменийә москвада өткүзүлгән сөһбәттә, 2020-йили 10-өктәбир (шәнбә) саәт 12:00 дин башлап тағлиқ қарабағдики җәсәтләрни вә әсирләрни алмаштуруш тәклип қилинған инсанпәрвәрлик мәқситидики уруш тохтитшни қарар қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر