әзәрбәйҗан армийәси әрменийә қисимлирини еғир чиқимға учратқан

әзәрбәйҗан армийәси ишғал астидики җайларни қутқузуш үчүн башлиған қайтурма һуҗумда, 2 миң 300 әрменийә әскирини бир тәрәп қилди.

1499987
әзәрбәйҗан армийәси әрменийә қисимлирини еғир чиқимға учратқан

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи алдинқи сәптики тоқунушлар тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, кечә бойичә шиддәтлик тоқунушларниң давамлашқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, «27-30-сентәбир күнлири арисида 2 миң 300 әрменийә әскириниң өлгәнлики, тәхминән 130 танка вә һәрбий аптомобилниң, 200 дин артуқ зәмбирәк вә башқурулидиған бомба системиси, тәхминән 25 һава қоғдиниш системиси, алтә қоманданлиқ мәркизи вә қоманданлиқ көзитиш мәркизи, бәш қорал искилати, тәхминән 50 танка атар вә 55 аптомобилниң пачақлап ташланғанлиқи» билдүрүлди.

түнүгүн (2020-йили 29-сентәбир) ки тоқунушларда, ишғал астидики хоҗавәнд вилайити шушакәнд районида әрменийәниң бир данә «S-300» системисиниң пачақланғанлиқи әскәртилгән байанатта, бүгүн (2020-йили 30-сентәбир) әтигән йоқитип қойған нуқтилирини қайтурувелиш үчүн мадагиз йөлүнишидә топланған әрменийә қисимлириниң һуҗуминиң алди елинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, барлиқ сәп бойичә һәрбий һәрикәтләрниң давамлашқанлиқи әскәртилди.

әзәрбәйҗан армийәсиниң ишғал астидики земинларни қутқузуш үчүн башлиған қайтурма һуҗумда, ағдәрә-тәртәр йөнүлишидә әрменийә қисимлириниң қоршавға елинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر