т р т баш мудири ибраһим әрән түркмәнистанниң битәрәпликиниң 25-йиллиқ паалийитигә қатнашти

түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т (TRT) мудирийитиниң башлиқи вә баш мудир ибраһим әрән түркмәнистанниң даимий битәрәп дөләт болғанлиқиниң 25-йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән хәлқаралиқ таратқулар мунбиригә қатнашти.

1492649
т р т баш мудири ибраһим әрән түркмәнистанниң битәрәпликиниң 25-йиллиқ паалийитигә қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистанниң даимий битәрәп дөләт болғанлиқиниң 25-йиллиқи мунасивити билән, хәлқаралиқ таратқулар мунбири өткүзүлди.

 мунбәргә, түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т мудирийитиниң башлиқи вә баш мудир ибраһим әрән 68 дөләтниң 300 дин артуқ хәлқаралиқ вә йәрлик таратқулириниң вәкиллири һәмдә мутәхәссислири билән бирликтә видео конферанс шәклидә қатнашти.

асйа-тинч окйан ахбарат бирләшмисиниң муавин башлиқи салаһийитидә мунбәргә қатнашқан ибраһим әрән, түркмәнистан мустәқиллиқини җакарлиши билән биринчи болуп етирап қилған түркийәниң, ашхабадта әлчихана ачқан вә түркмәнистанниң даимий битәрәпликиниму тониған тунҗи дөләт икәнликини қәйт қилди.

у түркмәнистанниң хәлқаралиқ саһәдә тонулғанлиқини вә тарихий саһәдики орнини күчәйткәнликини әскәртип: «пикирлиримиз йаки дипломатик мәйданимиз қанчилик күчлүк вә нопузлуқ болушидин қәтийнәзәр, еһтйаҗлиқ болған биринчи ишимиз, учурлиримизни тарқитишимизға вә аңлитишимизға имканийәт йаритип беридиған күчлүк медйадур» деди.

у хәлқаралиқ саһәдә медйаниң әһмийити үстидә тохтилип, бүгүн бир йәргә җәм болушниң вә түркмәнистанниң битәрәп дөләт болғанлиқиниң 25 йиллиқ мувәппәқийәтлирини дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән таратқу вәкиллири билән музакирә қилиш имканийитигә еришишниң, медйаниң ролини наһайити йахши җари қилдурғанлиқиға бағлинидиғанлиқини қәйт қилди.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر