бир милләтниң икки дийаспораси болмайду

чәт әлдики түркләр вә қериндаш хәлқләр идариси-й т б (YTB) ниң башлиқи абдуллаһ әрән әзәрбәйҗан дийаспора сода-санаәт дөләт комитети башлиқи фуад мурадов билән интернет йиғини өткүзди.

1470436
бир милләтниң икки дийаспораси болмайду
YTB Azerbaycan.2.jpeg
YTB Azerbaycan.3.jpeg

түркийә авази радийоси хәвири: й т б башлиқи абдулла әрән әзәрбәйҗан дийаспора сода-санаәт комитетиниң башлиқи фуад мурадов билән өткүзүлгән интернет тор йиғинида: «бир милләтниң икки дийаспораси болмайду. дунйаниң қәйиридә болушидин қәтийнәзәр, түрк миллити һәмишә бир вә баравәр болиду. дост вә қериндаш әзәрбәйҗанни давамлиқ қоллайду» деди.

й т б башлиқи абдуллаһ әрән әзәрбәйҗан дийаспора сода-санаәт комитетиниң башлиқи фуад мурадоф билән өткүзгән интернет тори йиғинидин кейин әзәрбәйҗан мәтбуатлириға қилған сөзидә, өзлириниң икки дөләт дийаспорасиниң һәмкарлиқи вә әрменийәниң әзәрбәйҗан земиниға қилған һуҗумлирини музакирә қилғанлиқлирини билдүрди.

у әрменийәниң йиргинчлик һуҗумлири нәтиҗисидә җенидин айрилған барлиқ шеһитләр вә пуқраларға аллаһтин  рәһмәт тиләйдиғанлиқлирини әскәртип, әрменийәниң һуҗумлирини күчлүк әйибләйдиғанлиқлирини қәйт қилди.

у түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң рәһбәрлкидә, икки дөләт мунасивәтлиригә дийаспораға мунасивәтлик органлар болуш сүпитидә төһпә қошушқа тиришиватқанлиқлирини тәкитләп, бу саһәдә йеқинқи икки йилдин муһим хизмәтләрни қилғанлиқлирини байан қилди.

у мундақ деди:

«түрк кеңиши рамкисида, түркийәдә дийаспора ишлириға мәсул комитет башлиқлири вә министирлар йиғини өткүздуқ. биз берлиндә вә нийу-йоркта мувәппәқийәтлик һалда дийаспоралиримизни бир йәргә җәм қилған иҗтимаий җәмийәт йиғинлирини өткүздуқ. биз һәмкарлиқлиримизни күчәйтиш үчүн давамлиқ тиришимиз. й т б оқуш мукапати арқилиқ түркийәдә оқуватқан әзәрбәйҗан оқуғучилириға алаһидә көңүл бөлүватиду.»

у дунйадики охшимиған җайларда паалийәт қиливатқан түркийә вә әзәрбәйҗан дийаспоралириниң, әрменийәниң таҗавузчилиқ һәрикәтлиригә ортақ җаваб қайтуруп, әрменийәниң әзәрбәйҗан земинини адаләтсизлик билән ишғал қиливалғанлиқини, дунйаға бирликтә аңлатқанлиқлирини әскәртип: «бир милләтниң икки дийаспораси болмайду. түрк миллити

дунйаниң қәйиридә болушидин қәтийнәзәр, һәмишә бир вә баравәр болиду. дост вә қериндаш дөләт әзәрбәйҗанни һәр даим қоллайду» деди.

у ахирида, түркийәниң әрменийәниң һуҗумиға қарши баштин тартипла наразилиқ бидүргәнликини, һәр қачан әзәрбәйҗанни қоллап кәлгәнликини билдүрүп, түркийәниң дийаспора оргини болған  й т б ниң, паалийәт саһәсидики хизмәтлири билән әзәрбәйҗан вә әзәрбәйҗан хәлқиниң дәвасини қоллайдиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر