әзәрбәйҗан түркийәгә тәзийә билдүрди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев идлибта йүз бәргән һава һуҗумида шеһит болған түркийә әскәрлири үчүн, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәзийә телеграммиси әвәтти.

1368659
әзәрбәйҗан түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев: «әзиз қериндишим, түркийә әскәрлириниң шеһит болғанлиқи хәвирини аңлап толиму қайғурдум. сизгә, җенини педа қилғанларниң аилисигә вә йеқин-йоруқлириға, қериндаш түркийә хәлқигә, шәхсим вә әзәрбәйҗан хәлқи намидин тәзийә билдүримән, аллаһ рәһмәт қилсун» деди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлқиму тивиттерда байанат елан қилип тәзийә билдүрди. байанатта мундақ дейилди:

«идлибта түркийә әскәрлириниң шеһит болғанлиқи хәвири бизни чоңқур қайғуға салди. шеһитларға аллаһтин рәһмәт, аилилиригә вә түркийә хәлқигә тәзийә билдүримиз. қериндаш түркийә, силәргә сәвр тиләймиз.»

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һасановму идлибтики хаинларчә қилинған һуҗумда шеһит болған түркийә әскәрлири үчүн, дөләт мудапиә министири һулуси акар билән армийә қоманданлиқ иштаби башлиқи йашар гүләргә тәзийә телеграммиси әвәтти.

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һасанов тәзийә телеграммисида: «хаинларчә қилинған һуҗум нәтиҗисидә қериндаш түркийә армийәсидә шеһит болған вә йариланғанларниң барлиқини чоңқур қайғу ичидә билдуқ. шеһитларниң аилисигә вә йеқин-йоруқлириға тәзийә билдүримиз, йариланғанларға аллаһтин шипалиқ тиләймиз. силәрниң қайғу-һәсритиңлар бизниң қайғу-һәсритимиздур. түркийә армийәси давамлаштуруватқан террорлуққа қарши һәрбий һәрикәтләрниң мувәппәқийәтлик болидиғанлиқиға толуқ ишинидиғанлиқимизни әскәртмәкчимиз, мувәппәқийәт тиләймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر