әзәрбәйҗан америка палатасиниң қарариға наразилиқ билдүрди

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи америка палатасиниң 1915 – йили вәқәлирини «ирқи қирғинчилиқ» дәп етирап қилидиған қарарини әйибләп, «қәстәнликкә толған вә һечқандақ қануний асасий болмиған һөҗҗәт» дәп баһа бәрди.

1323196
әзәрбәйҗан америка палатасиниң қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқидин елан қилинған йазма байанатта, «мәзкур қарар текистидә илмийлик вә тарих нуқтисдин зитлиқларға толған, гуманлиқ мәнбәләрни асас қилғанлиқиниң өзила, әслидә бу қарарниң билимсизләрчә тәййарланғанлиқини вә пәқәтла әрмәний лобилириниң ипласларчә мәқсәтлиригә хизмәт қилидиғанлиқини испатлап бериду» дейилди.  

тарихниң тарихшунаслар тәрипидин битәрәп һалда тәтқиқ қилиниши керәклики тәкитләнгән байанатта йәнә мундақ дейилди: 

«америка палатаси 1 әсир бурун йүз бәргәнлики илгири сүрүлгән вәқәләрни сийасий мәқсәттә баһалап йуриватиду. шундақ туруғлуқ әрмәнистанниң әзәрбәйҗанға қарши давамлишиватқан һәрбий һуҗумлири, ишғал қилған районларда 1 милйондин көпрәк әзәрбәйҗан түрклиригә қарита йолға қойған ирқий тазилаш һәрикити вә коҗаәли ирқий қилғинчилиқиға кәлгәндә, сүкүт қилип туривалиду. бундақ чағда қош өлчәмлик иш қилғанлиқини намайан қилиду. бу қарарни қәстәнликкә толған вә һечқандақ қануний асасий болмиған бир һөҗҗәт дәп қараймиз. америка палатасиниң қарари, тарихниң сахтилаштурулишидур вә сийасий бесим қорали сүптидә ишлитишкә урунуштур»

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر