қазақистанда қәдимки түрк йезиқлири йоруқлуққа чиққан күн хатириләнди

қазақистан пайтәхти нурсултанда қәдимки түрк йезиқиниң оқулғанлиқиниң 126-йиллиқи мунасивити билән паалийәт өткүзүлди.

1312075
қазақистанда қәдимки түрк йезиқлири йоруқлуққа чиққан күн хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: улуғ будун (улуғ хәлқ) җәмийити қазақистан миллий музейида паалийәт өткүзүлди вә қәдимки түрк йезиқлириға мунасивәтлик һөҗҗәтлик филим қойулди. мутәхәссисләр қәдимки түрк йезиқлириға мунасивәтлик лексийәләр сөзлиди.

улуғ будун җәмийитиниң башлиқи мәруәрт қурмангалийева 25-нойабир күниниң қәдимки түрк йезиқи оқулған күн икәнликини билдүрүп: «түрк йезиқи түрк хәлқлириниң бирлишиш асасини тәшкил қилиду. мәқситимиз мәдәнийәт, сәнәт вә тарих вастиси билән түрк дөләтлирини бирләштүрүштур» деди.

у түрк йезиқи оқулған 25-нойабирни барлиқ түрк җумһурийәтлиридә тәбрикләш арзусиниму әскәртип: «келәр йили мушундақ паалийәтләрниң барлиқ түрк хәлқлири тәрипидин өткүзүлүшини үмид қилимиз» деди.

у қизил орда вә алмута иштатлиридиму тәбрикләш паалийәтлириниң өткүзүлгәнликини әскәртти.

паалийәткә, түркологлар вә һәр саһәдики академиклардин башқа, уйғур, қазақ, қирғиз, түркмән, алтай, гагавуз, татар, һакас қатарлиқ түрк хәлқлириниң вәкиллириму қатнашти.

1893-йили 25-нойабир данийәлик тилшунас копенһаген универстетиниң оқутқучиси вилһелм лудвиг томсен(WilhelmLudwig Thomsen) түркләрниң тарихини йорутуп беридиған орхун таш абидилиридики текистләрни оқуған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر