кәркүктә даеш тәрипидин орунлаштурулған бомбилар партилиди

ирақниң кәркүк шәһиридә тәң бирла вақитта икки йәрдә йолға орунлаштурулған бомба партлиши сәвәбидин 1 киши өлүп, 7 киши йаридар болди.

1265781
кәркүктә даеш тәрипидин орунлаштурулған бомбилар партилиди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк аманлиқни сақлаш мәнбәлириниң билдүришичә, кәркүк шәһириниң икки районида тәң бирла вақитта йолға орунлаштурулған бомба партилған. партлашта 1 киши һайатидин айрилип, 7 киши йаридар болған.

һуҗумни террорлуқ тәшкилати даеш қилған, дәп қаралмақта. 

ирақ мәсуллири вәқә һәққидә техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر