2019 – йиллиқ «тураз бүркүти» намлиқ һәрбий манивер давамлашмақта

әзәрбәйҗан вә түркийә һава армийәлириниң «2019 – йиллиқ тураз бүркүти» намлиқ қошма манивери әзәрбәйҗандә давамлашмақта.

1264747
2019 – йиллиқ «тураз бүркүти» намлиқ һәрбий манивер давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, әзәрбәйҗан билән түркийә һава армийәлириниң икки дөләт оттурисидики йиллиқ һәрбий һәмкарлиқ пилани даирисидә 2 – сентәбир күни башланған һәрбий манивериниң 4 – күнидиму, учушлар ишқа ашурулуп, түрлүк маһарәтләр көрситилгән.

маниверға,  икки дөләттин  « Mig-29», « F-16» вә « Su-25 » типлиқ уруш айропиланлири билән « CASA » намлиқ йүк айропилани, « Mi-35», « Mi-17»,  « Sikorski UH-70», « CH-47 Chinook » вә « ATAK/AH-1W » намлиқ уруш тик учар айропиланлири қатарлиқ  30 дәк һава васитилири қатнашмақта икән.

пакистан һава армийәси вәкиллириму көзәткүчи сүпитидә қатнишиватқан һәрбий манивер 16 – сентәбиргичә давамлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر