қазақистанда тепилған алтун адәм әнқәрәдә көргәзмә қилиниду
қазақистанда бундин 50 йил бурун тепилған вә миладидин бурунқи 5-әсиргә тәвә болған «алтун кийимлик адәм» дәп атилидиған алтундин йасалған савут кийим әнқәрәдә 12-сентәбирдин 12-өктәбиргичә көргәзмә қилиниду.
түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан әлчиханисиниң мәсуллиридин елинған мәлуматларда көрситилишичә, миладидин бурунқи сак дәвригә тәвә «алтун адәм» йаки йәнә бир атилиши бойичә «алтун кийимлик адәм», анадолу мәдәнийәтлири музейида көргәзмигә қойулидикән.
қазақистан дөләт музейида қоғдилидиған «алтун кийимлик адәм», беларусийә, әзәрбәйҗан, русийә, хитай, полша вә җәнубий корейәдә көргәзмә қилинған иди.
1969-йили қазақистан археологлири тәрипидин алмута шәһири әтрапидики әсик дәрйа бойидин тепилған «алтун кийимлик адәм», миладидин бурунқи 5-әсирдә йашиған сак дәвридики кишиләрниң алтун ишләш техникисини йорутуп бериду. миңларчә алтун парчиси билән қапланған алтун адәмниң алтундин йасалған көңләк, өтүк вә қалпиқи бар. қәбридин тепилған алтун һалқа вә үзүкләрниңму униңға тәвә икәнлики тәхмин қилиниду.
алимлар тәрипидин «қазақистанлиқ тутанкамон» дәп нам берилгән алтун адәмниң, 18 йашлиқ сак әскири икәнлики пәрәз қилинмақта.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шивейтсарийәдә түрк һәптилики паалийити өткүзүлмәктә
шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә түрк һәптилики паалийити өткүзүлмәктә.
әрменийә төт йезисини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди
әрменийә 1-қарабағ урушида ишғал қиливалған 4 йезини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди.