гиретсийәдә 3 түрк намзат парламнт әзалиқи сайлимида утуққа еришти

гиретсийәдә түнүгүн (7-ийул) өткүзүлгән муддәттин бурунқи омумий сайламда, ғәрбий тракйа аз санлиқ түрклиридин 3 намзат парламент әзалиқиға сайланди.

1232053
гиретсийәдә 3 түрк намзат парламнт әзалиқи сайлимида утуққа еришти

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийәдә аваз белити саниливатқан бу қетимқи сайламда, родоп вилайитидики өзгириш һәрикити партийәсидин илхан әһмәт вә бурхан баран һәмдә ишкәчә вилайитидики радикал солчилар партийәсидин һусәйин зәйбәк парламент әзалиқиға сайланди.

бурхан баран тунҗи қетим парламент әзаси болған болди. илхан әһмәт вә һүсәйин зәйбәк 2015йилидики сайламлардиму утуққа еришип, парламент әзаси болған иди.

илхан аһмәт сайлам нәтиҗилири муәййәнләшкәндин кейин елан қилған байанатида, хәлқниң униңға ишәнгәнликигә рәһмәт ейтип, аз санлиқ түрк хәлқлириниң һәқ-һоқуқини парламеннта әң күчлүк шәкилдә қоғдашни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

әһмәт зәйбәк болса, аз санлиқларниң тартивелинған һәқһоқуқлириниң қайтуруп берилиши вә байашадлиқи үчүн бир түркүм пилан вә лайиһәлириниң барлиқини тилға елип, буни әмәлгә ашурушқа бар күчи билән тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر