түркистан районида йүз бәргән партлаш тәкшүрүлмәктә

түнүгүн (24-ийун) қазақистанниң түркистан иштатидики бир һәрбий оқ-дора искилатиға от кетип йүз бәргән партлаш вәқәсидә җенидин айрилғанлар саниниң иккигә, йариланғанлар саниниң 89 ға чиққанлиқи елан қилинди.

1224495
түркистан районида йүз бәргән партлаш тәкшүрүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан сәһийә министирлиқи һәрбий оқ-дора искилатидики партлашқа мунасивәтлик елан қилған байанатида, түркистанниң арис шәһиридики һәрбий қорал-йарағ искилатиға от кетиш сәвәбидин йүз бәргән партлаш нәтиҗисидә, икки кишиниң җенидин айрилғанлиқини, 18 кичик балини өз ичигә алған 89 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев дохтурханилардики йаридарларни вә әтраптики наһийәләргә қурулған аһалиләрни тарқақлаштуруш мәркәзлиридики арис шәһәр аһалисидин һал сорап әһвал игилиди.

қәйт қилинишичә, 24-ийун шу йәр вақти әтигән саәт 09:00 да арис шәһиридики һәрбий қорал-йарағ искилатида партлаш йүз бәргән вә арис шәһиридики 39 миңдин артуқ киши қошна наһийәләрдә қурулған чедирларға тарқақлаштурулған иди. қорал-йарағ искилатиға от кетиш вәқәсиниң тәкшүрүлүши үчүн комитет қурулған болуп, қазақистан дөләт мудапиә министирлиқи искилаттики оқ-дориларниң йериминиң партлап кәткәнликини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر