ақинҗи луте билән көрүшти

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси мустафа ақинҗи бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонио гутерресниң қибрис алаһидә вәкили җәйн һол луте билән көрүшти.

1179269
ақинҗи луте билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: учришишта, қибрис мәсилисини чөридигән һалда музакирә елип берилди.

йәнә бир тәрәптин, шималий қибрис түрк җумһурийити муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири қудрәт өзәрсай, аммиви ортақлишиш тор бети Facebook сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, җәнубий қибрис рум һакимийити  рәһбири никсос анастасиадисниң түнүгүн луте билән көрүшкәнликини, әмма рум ахбарат васитилириниң учришишниң мәзмуниға алақидар дәвалириниң зийанлиқ икәнликини тәкитләп мундақ деди: «рум ахбарат васитилириниң  анастасиадисниң учришишта, йеңи пикирләрни оттуриға қойғанлиқини илгири сүрүши, сийасий баравәрликкә зийан йәткүзгәнликтур.»

рум ахбарат васитилири анастасиадис учришишта  оттуриға қойған пикирләрдин бириниң, «қибрис мәсилисиниң һәл қилинишидин кейин, баш министирлиқ вәзиписини нөвәтлишип өтәуйдиған, қибрис рум пирезидент, қибрислиқ түрк муавин баш министир  болидиған парламент түзүми» ниң йолға қойулидиғанлиқи икәнликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر