қазақистанда тик учар айропилан қазаси йүз бәрди

қазақистанда MI-8 типлиқ бир тик учар айропилан чүшүп кетип 13 адәм җенидин айрилди.

1172512
қазақистанда тик учар айропилан қазаси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, қазақистан һава армийәсиниң 13 адәм олтурған MI-8 типлиқ бир тик учар айропиланиниң қизилорда өлкисидә қийин һава шараити түпәйли чүшүп кәткәнликини уқтурди.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт токайевму иҗтимаий таратқу тори арқилиқ байанат берип, «айропиландикиләр һайатидин айрилди. тәкшүрүшни башлаш тоғрисида йолйоруқ чүшүрдүм» деди.

токайев, қазада һайатидин айрилғанларниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر