түркийәдин аһиска түрклиригә хуш хәвәр

түркийә америка қошма иштатлирида йашаватқан аһиска түрклириниң түркийә пуқралиқиға өтәләйдиғанлиқи тоғрулуқ хуш хәвәр йәткүзди.

1162026
түркийәдин аһиска түрклиригә хуш хәвәр

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америка қошма иштатлирида йашаватқан вә америкиға пуқра болуш һоқуқиға еришкән аһиска түрклиригә түркийә пуқралиқи берилидиғанлиқини ейтти.

анталйада «<дунйа  аһиска түрклири бирлики> ниң ақдеңиз вакаләтханиси» тәрипидин өткүзүлгән паалийәткә қатнашқан чавушоғлу, бу йәрдә қилған сөзидә, аһиска түрклириниң қәйәргә кәтсә кәтсун, кимликини, әнәнилирини, өр – адәтлирини, түрк вә мусулман икәнликлирини унтуп қалмиғанлиқини, әнәнилири вә өрп – адәтлирини әвладтин - әвладқа давамлаштуруватқанлиқини қәйт қилди.

аһиска түрклириниң мәрд, садақәтмән вә вәдисигә вапа қилидиған хәлқ икәнликини ейтқан чавушоғлу, түркийәниңму һәмишә уларниң йенидин орун елип келиватқанлиқини, җүмлидин, уларға қарита йахши хизмәтләрни ишләватқанлиқини тәкитлиди.

йурт – маканлиридин сүргүн қилинған аһиска түрклириниң өз йуртиға қайтиш һоқуқи мәсилисидә йавропа кеңиши вә гирузийәдә елип барған учришишлири нәтиҗисидә муһим бир қанунниң чиққанлиқини қәйт қилған чавушоғлу, аһиска райониға қайтқан аһиска түрклиригә өй елинғанлиқини, җамә вә мәктәп қатарлиқ хизмәтләрниң ишләнликини әскәртиш билән бир вақитта, америка қошма иштатлирида йашаватқан вә америкиға пуқра болуш һоқуқиға еришкән аһиска түрклиригә түркийә пуқралиқи берилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «йәни аһиска түрклирини түркийә пуқралиқиға қобул қилимиз. түркийә пуқраси болушни халайдиғанлар тоғрулуқ <дунйа аһиска түрклири бирлики > билән бирликтә муһим  хизмәтләрни ишләватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر