өзбекистан билән германийә 4 милйард долларлиқ келишим имзалиди

өзбекистан билән германийә оттурисида 4 милйард долларлиқ лайиһәләрниң әмәлгә ашурулиши үчүн бир түркүм келишимләр имзаланди.

1126330
өзбекистан билән германийә 4 милйард долларлиқ келишим имзалиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан дөләтлик селинма ишлири комитети тәрипидин елан қилинған байанатта, муавин баш министир вә дөләтлик селинма ишлири комитети башлиқи суһраб халмурадовниң рийасәтчилидики алаһидә һәйәт, пирезидент шәвкәт мирзийойевниң келәр һәптә германийәдә елип баридиған рәсмий зийаритидин илгири берлиндә өткүзүлгән өзбекистан германийә сода санаәт мунбири йиғиниға қатнашти.

германийә иқтисад вә енергийә ишлири муавин министири ечхар франз билән суһраб халмурадовниң ортақ рийасәтчиликидә өткүзүлгән мунбәр йиғиниға нурғун санда өзбекистан вә германийә мәсуллири шундақла сода санаәтчилири қатнашти.

мунбәр йиғинида, икки дөләт оттурисидики сода, иқтисад, селинма, енергийә, транспорт, йеза игилики вә башқа саһәләр бойичә һәмкарлиқларниң тәрәққий қилдурулиши музакирә қилинди.

йиғиндин кейин икки дөләт ширкәтлири оттурисида 4 милйард долларлиқ лайиһәләрниң әмәлгә ашурулиши үчүн бир түркүм келишимләр имзаланди.

байанатта, икки тәрәп өттурисида имзаланған келишимләрниң нефит, газ, нефит химийә, енергийә, йеза игилики, қурулуш әслиһәлири ишиләпчиқириш вә меһманхана қурлуши лайиһәлири билән икки дөләт банкилири оттурисидики қәрз мәсилилириниму өз ичигә алидиғанлиқи билдүрүлди.

пирезидент шәвкәт мирзийойев келәр һәптә рәсмий зийарәт үчүн тунҗи қетим германийәгә баририду. бу җәрйанда германийә ширкәтлири вәкиллири биләнму көрүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر