мирзийайев йилдиримни қобул қилди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим, өзбекистандики дөләт ишлири зийарити җәрйанида пирезидент шәвкәт мирзийайев тәрипидин қобул қилинди.

1056234
мирзийайев йилдиримни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдиримни қобул қилғанда сөз қилип, сийасий ирадә вә ортақ тиришчанлиқлар сайисида йеқин вә достанә болуп келиватқан өзбекистан – түркийә мунасивәтлириниң истратегийәлик шерикчилик сәвийәсигә көтүрүлгәнликини тәкитлди вә түркийә билән өзбекистан арисида һәр хил саһаләр бойичә имзаланған келишимләрниң бу хил зийарәтләр арқилиқ техиму мустәһкәм асасларға игә болуп, иҗабий һәмкарлиққа айланғанлиқини ейтти.

пирезидент шәвкәт мирзийайев, келишимләрниң иҗра қилиниши билән биргә, ортақ пиланлар вә һәмкарлиқ лайиһәлирини йоруқ көрүшидә парламентларниң актип қоллишиниң муһим икәнликини тилға елип өтти.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдиримму зийарити җәрйанида, йеқинқи мәзгилләрдә өзбекистанда елип берилған кәң көләмлик ислаһатларға йуқири баһа берип, түркийәниң, өзбекистан иқтисадини вә иҗтимаий саһәсини гүлләндүрүш йолидики пилан – лайиһәләрни һәр җәһәттин қоллап – қуввәтләшкә тәййар икәнликини қәйт қилди.

учришишта тәрәпләр, әнәниви достлуқ вә узун муддәтлик истратегийәлик һәмкарлиқ мунасивәтлирини техиму күчәйтиш тоғрисидики қарашлирини оттуриға қойуп өтти.

бинали йилдирим арқидин өзбекистан баш министири абдулла арипов билән көрүшүп, икки тәрәп мунасивәтлири тоғрисида сөзләшти.

йилдирим йәнә, пайтәхт ташкәнттики мустәқиллиқ вә һийуманизмм хатирә сарийини зийарәт қилип, гүлчәмбирәк қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر