бинали йилдирим өзбекистанда зийарәттә болмақта

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим өзбекистанда зийарәттә болмақта.

1055576
бинали йилдирим өзбекистанда зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти)башлиқи бинали  йилдирим өзбекистанда зийарәттә болмақта.

бинали йилдим түнүгүн өзбекистанниң пайтәхти ташкәнткә йетип барди. 

өзбекистан парламент башлиқи нуриддинҗан исмаилов бинали йилдирим шәрипигә зийапәт орунлаштурди.  зийапәттә билнали йилдирим мундақ деди: «түрк вә өзбек хәлқлири охшаш җуғрапийәдә йашимисиму көңүл риштилири вә сәммий қериндашлиқ һеслирини әлмисақтин буйан қоғдап кәлмәктә. бу сәвәбтин өзбекистанниң мустәқиллиқини тунҗи етирап қилған дөләт түркийә болған. бүгүнму һәр икки дөләт вә һәр икки дөләтниң хәлқи охшаш қериндашлиқ вә һәмкарлиқ туйғуси ичидә йашимақта.»

һәр икки дөләтниң парламент әзалириниң түркийә-өзбекистан мунасивитини техиму күчәйтиш мәсулийити барлиқини ейтқан йилдирим: бу ишни җумһур рәисимиз һөрмәтлик рәҗәп таййип әрдоған билән һөрмәтлик шәвкәт мирзизйевниң бирликтә намайән қилған сийасий ирадиси түрткисидә вуҗудқа чиқиралайдиғанлиқимизға чин қәлбимдин ишинимән, деди.

өзбекистан алий палата әзаси башлиқи мигматулла йолдашев биләнму көрүшкән йилдирим, йеқинқи мәзгилләрдә икки дөләт мунасивитидә көринәрлик илгириләш һасил болғанлиқиниму тәкитләп өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر