таҗикистан билән әзәрбәйҗан оттурисидики мунасивәтләр техиму күчийидиған болди

таҗикистан пирезиденти имам әли рәһман әзәрбәйҗандики рәсмий зийарити даирисидә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән көрүшти.

1030267
таҗикистан билән әзәрбәйҗан оттурисидики мунасивәтләр техиму күчийидиған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев таҗикистан пирезиденти имам әли рәһманни рәсмий мурасим билән қарши алди.

қарши елиш мурасимида әзәрбәйҗан вә таҗикистанниң дөләт марши оқулғандин кейин илһам әлийев билән имам әли рәһман өзара вә һәйәтлар ара музакириләрдә болди. 

учришиштин кейин илһам әлийев билән имам әли рәһман әзәрбәйҗан билән таҗикистан оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш келишими имзалиди. андин икки дөләт оттурисида селинмилар, телевизийә тарқитишлири, чегра мудапиә әтритиниң тәрбийәлиниши, мал дохтурлуқ, оқуғчиларни алмаштуруш, иқтисад, санаәт вә йеңи техника саһәлири бойичә һәмкарлиқ келишими имзаланди.

имза қойуш мурасимидин кейинки қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, илһам әлийев сөз қилип, бүгүн имзаланған келишимләр билән икки дөләт оттурисдики сода омумий соммисиниң йуқири көтүрүлидиғанлиқини вә нурғунлиған саһаләрдики һәмкарлиқларниң техиму актип һалға күлтүрүлидиғанлиқини ейтти.  таҗикистан пирезидентиниң әзәрбәйҗандин өтидиған йоллар һәққидә мәлумат бәргәнликини билдүрүп, «баку тифлис қарс төмүр йол линийәси вә алат порти тиранспорт үчүн йеңи әвзәлликләрни йаритип бәрмәктә. таҗикистандин келидиған йүкләрниңму көпийишини үмид қилимиз вә бу җәһәттә пикир бирлики һасил болди» деди.

таҗикистан пирезиденти имам әли рәһман әзәрбәйҗанниң ташқи сийасәт истиратегийәсидә муһим орунға игә икәнликини, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң техиму тәрәққий қилишини халайдиғанлиқини тәкитлиди. мунасивәтләрниң тәрәққий қилдүрүлиши үчүн мәвҗут әвзәлликләрдин йахши пайдилинишниң муһимлиқини тәкитләп, «сода омумий соммисиниң йуқури көтүрүлиши вә һәр хил иқтисади саһаләрдә һәмкарлиқниң кеңийиши үстидә музакириләштуқ. биз имзалиған келишимләр санаәт, енергийә, қатнаш, йеза игилики вә башқа саһаләрдә узун муддәтлик һәмкарлиқниң тәрәққийатиға һәссә қошиду» деди. 

тағлиқ қарабағ мәсилиси үстидиму тохталған имам әли рәһман мәсилиниң хәлқара қанун түзүмлири даирисидә тинч йол билән һәл қилинишини қоллап - қувәтләйдиғанлиқини қәйт қилди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر