йипәк йоли қирғизистан утуқ қазанғучиларни мукапатлаш мурасими өткүзүлди

йипәк йоли истратегийәлик тәтқиқатлар җәмийити, хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати вә йипәк йоли журнили бишкәктә бирләшмә мукапатлаш мурасими өткүзди.

981353
йипәк йоли қирғизистан утуқ қазанғучиларни мукапатлаш мурасими өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: йипәк йоли истратегийәлик тәтқиқатлар җәмийити, хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати вә йипәк йоли журнили тәрипидин бишкәктә өткүзүлгән мукапатлаш мурасимиға түркийәниң бишкәктә турушлуқ баш әлчиси җәнгиз камил фират вә рәпиқиси василики фират, түркмәнистанниң бишкәктә турушлуқ баш әлчиси шадурди мәрәдов, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қирғизистан вәкили атинч кәскин, қирғизистан парламент әзаси алийарбек абҗалийев, түркийә әлчиханиси маарип ишлири мәслиһәтчиси рәҗәп сула, мәдәнийәт вә тонутуш хизмәтлири мәслиһәтчиси нури шимшәкләр вә чингиз айтматов хәлқара вәқпи башлиқи әлдар айтматов қатарлиқлар иштирак қилди.

йипәк йоли журнилиниң саһиби вә йипәк йоли истратегийәлик тәтқиқатлар җәмийитиниң башлиқи сәйфуллаһ түрксой сөз қилип, мукапатлаш мурасиминиң чингиз айтматов тәвәллутиниң 90 – йиллиқини хатириләш паалийәтлири даирисидә өткүзүлүшиниң чоңқур мәнигә игә икәнликини тәкитләп, «чингиз айтматов түрк дунйасиниң наһайити қиммәтлик байлиқидур. ғуриримиздур вә иптихаридур. у һәр даим түркийә - қирғизистан қериндашлиқи вә достлуқиға әһмийәт бәргән бир инсан иди. биз бир мәнидә униң вәсийитини ада қилған болимиз. роһи шат, макани җәннәт болсун» деди.

һәр хил саһәләр бойичә мукапатлар тарқитилған мурасимда, «достлуқ вә һәмкарлиқ мукапати» түркийә радийо – телевизийә идариси т р т аваз қанили кординатори сәдат сағирқайаға берилди.

хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати 2018 – йилини айтматов йили елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر