түркмәнистан пирезиденти қәсәм берип вәзипә өтәшкә башлиди

түркмәнистанда йәкшәнбә күни өткүзүлгән сайламда ғәлибә қилған пирезидент қурбангули бәрдимуһәммәдов қәсәм берип вәзипә өтәшкә башлиди.

674851
түркмәнистан пирезиденти қәсәм берип вәзипә өтәшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: роһийәт сарийида өткүзүлгән қәсәм бериш мурасимиға һөкүмәт мәсуллири, парламет әзалири, һәрқайси орунларниң йуқири дәриҗилик мәсуллири, сийасий партийәләрниң вәкиллири, чәт әл дипломатик вакаләтханилириниң баш әлчилири вә журналистлар иштирак қилди.

бәрдимуһәммәдов қәсәм бериш мурасимидин кейин елан қилған байанатида, мустәқил түркмәнистанниң буниңдин кейинки дипломатийә сийаситиниң әң муһим күнтәртип маддилириниң  йәр шари характерлик тинчлиқ вә бихәтәрликни қоғдаш, инақ қошнидарчилиқ вә қериндашлиқ мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш, сиҗил тәрәққийатни капаләткә игә қилиш  болидиғанлиқини әскәртти.

барлиқ дөләтләр вә хәлиқләр билән сода – иқтисадий, мәдәнийәт мунасивәтлирини, маарип вә илим – пән саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтишни изчил давамлаштуридиғанлиқлирини қәйт қилған бәрдимуһәммәдов, асасий қанунға асасән министирлар кеңишини әмәлдин қалдуруш нишан қилинған қарарнамини имзалиди һәмдә йеңи һөкүмәт қурулғанға қәдәр министирлар кеңиши әзалириниң вәзипилирини давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди.

йәкшәнбә күни өткүзүлгән вә 8 партийә риқабәтләшкән сайламда бәрдимуһәммәдов % 97.69 авазға еришкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر