әзәрбәйҗанниң мустәқил болғанлиқиниң 98 – йиллиқи тәбрикләнди

әзәрбәйҗанниң мустәқил болғанлиқиниң 98 – йиллиқи әзәрбәйҗанниң әнқәрә баш әлчиханисида өткүзүлгән зийапәт арқилиқ тәбрикләнди.

499343
әзәрбәйҗанниң мустәқил болғанлиқиниң 98 – йиллиқи тәбрикләнди

түркийә авази радийоси хәвири: зийапәткә чәт әл  вакаләтханилириниң вәкиллиридин сирт йәнә, түркийәгә вәкалитән муавин баш министир туғрул түркәш, иқтисад ишлири министири ниһат зәйбәкчи, қатнаш министири әһмәд арслан қатарлиқларму иштирак қилди. туғрул түркәш түркийәниң алдинқи айниң башлирида әрменийә тәрәпниң үстүн қарабағ алдинқи сәп линийәси вә әзәрбәйҗан – әрменийә чегра линийәсиниң бир қисим районлириға һуҗум қилиши билән башланған тоқунушларни йеқиндин көзитиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоғдаш түркийәниң муқәддәс бурчи. җүмлидин дөлитимизниң бу мәсулийәтни ада қилиш ирадаиси қәтий. түркийә хәлқи йахши күнләрдиму, йаман күнләрдиму һәмишә әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизни бағриға бесип кәлди. буниңдин кейинму мәңгү шундақ қилиду.» әһмәд арслан баку – тифлис – қарс төмүр йолиниң йеңи йилда ишқа кириштүрүлидиғанлиқини, түркийә билән әзәрбәйҗанниң «бир милләт, икки дөләт» еңини чиқиш нуқта қилип, қериндашлиқ мунасивәтлирини интайин мустәһкәмлигән икки дөләт икәнликини тәкитләп мундақ деди: «пилан бойичә баку – тифлис - қарс төмүр йоли лайиһәси бу йилниң ахирлири тамамлиниду, төмүр йоли 2017 – йилниң башлири ишқа кириштүрүлиду. бу лайиһә сода – иқтисад җәһәттин достлуқимизниң йәниму мустәһкәмлинишидә түрткилик рол ойнайду.»

нутуқлардин кейин «миллий байрам» торти тарқитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر