қирим татарлириниң сүргүн қилинишиниң 72 – йиллиқи

истанбулда қирим татарлириниң сүргүн қилинишиниң 72 – йиллиқини хатириләш вә наразилиқ билдүрүш  мунасивити билән намайиш өткүзүлди.

493816
қирим татарлириниң сүргүн қилинишиниң 72 – йиллиқи
kırım dayanışması istanbul.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: бир гуруппа түркийә вә қирим байрақлирини көтүргән һалда 1944 – йили сабиқ совет иттипақиниң қирим татарлирини сүргүн қилишиға наразилиқ билдүрүш йүзисидин русийәниң истанбул башконсулханисиниң алдида намайиш өткүзди.

намайишта сүргүн җәрйанида шеһит болғанлар үчүн дуа қилинғандин кейин, истиқлал марши билән қирим марши оқулди.

намайишқа иштирак қилғучилар аммиви һалда йавропа нахша - уссул мусабиқисидә биринчиликкә еришкән вә қирим татарлириниң сүргүн қилиниши мәзмун қилинған җәмиләниң «1944» намлиқ нахшисини ейтти.

сүргүн вә қирим татарлириниң узунға созулған күриши мәзмун қилинған нутуқлардин кейин русийә башконсулханисиниң алдиға гүлчәмбирәк қойулди.

кейинчә галатасарай толуқ оттура мәктипигә йетип барған гуруппа бу йәрдә шамлар арқилиқ қирим байриқи вә қирим хәритисини сизди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر