ғулҗа қәтлиаминиң 19 – йиллиқи хатириләнди

ғулҗа қәтлиаминиң 19 – йиллиқини хатириләш мунасивити билән хитайниң әнқәрә баш әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүлди.

427961
ғулҗа қәтлиаминиң 19 – йиллиқи хатириләнди
Gulca Katliamı

түркийә авази радийоси хәвири: 1997 – йили 5 – феврал күни уйғур елиниң ғулҗа шәһири дәһшәтлик қирғинчилиққа сәһнә болди.

шу қетимқи қәтлиамда кәм дегәндә 100 уйғур һайатидин айрилди.

«шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити» ниң әзалири хитайниң баш әлчиханиси алдида намайиш өткүзди.

намайиш җәрйанида шу қетимқи қәтлиамда һайатидин айрилғанлар әсләп өтүлди һәмдә хитай һөкүмитиниң мусулманларниң ибадәтлиригә қаритилған йеңи қарарлириға наразилиқ билдүрүлди.

гуруппа байанат елан қилғандин кейин хитай баш әлчиханисиниң алдиға гүлчәмбирәк қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر