25 уйғурға қамақ җазаси берилди

хитай сот мәһкимиси 25 уйғур түркини «террорлуқ» қа бағлап 3 йилдин муддәтсиз қамақ җазасиғичә болған охшимиған қамақ җазалириға һөкүм қилди.

88746
25 уйғурға қамақ җазаси берилди

түркийә авази радийоси хәвири: уйғур райони роза һейтниң биринчи күни рәсмий рәқәмләргә көрә 96 адәм өлгән вәқәләргә сәһнә болған иди.
дунйа уйғур қурултийи вә башқа хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири роза һейтни қанға бойиған вәқәләргә, хитай һөкүмитиниң йуқири бесимлиқ сийаситиниң сәвәб болғанлиқини илгири сүрмәктә.
рамизан ейида, хитай һөкүмитиниң уйғур районида мусулманларниң роза тутуши вә топлишип иптар қилишни чәклигәнлики тоғрисидики хәвәрләр дунйа мәтбуатлирида елан қилинған вә күнтәртипкә кәлгән болуп, буниңға қарши дунйаниң һәр қайси җайлирида наразилиқ намайишлири өткүзүлгән иди.
роза һейтниң биринчи күни 28 – ийулда, йәкәндә йүз бәргән вәқәләрдә уйғурлардин нурғун киши һайатидин айрилди вә йариланди.
бейҗиң һөкүмити болса, вәқәләрдә 96 адәмниң өлгәнликини, сақчихана вә һөкүмәт биналириға һуҗум қилған 215 адәмниң қолға елинғанлиқини елан қилди. әмма, уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай хәвпсизлик қисимлириниң рамизанда уйғурларға қарита йүргүзүлгән йуқири бесимлиқ сийасәткә наразилиқини билдүргән кишиләрни оққа тутқанлиқини илгири сүрди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر