тоқсу наһийәсидә йәнә бир түркүм «мунәввәрләр» тартуқланди

хитай һөкүмити, уйғур илиниң ақсу вилайитигә қарашлиқ наһийәләрдә өз тәбиричә зораванлиқ – террорлуқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә бериш бойичә риғбәтләндүрүш вә тәшвиқ қилиш хизмәтлирини күчәйтти.

83103
тоқсу наһийәсидә йәнә бир түркүм «мунәввәрләр» тартуқланди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқ гезитиниң 8- авғусттики хәвиригә қариғанда, мушу йил май ейида иҗра қилинишқа башлиған хитай миқйасида "зораванлиқ – террорлуқ җинайәтлиригә зәрбә бериш һәрикити" даирисдә 7- авғуст күни ақсу вилайитиниң тоқсу наһийәси "зораванлиқ – террорлуқ җинайәтлири" гә қаттиқ зәрбә бериш тәқдирләш йиғини ачқан. йиғинда, гумандарларни паш қилған, йип учи билән тәминлигән йаки уларниң битәрәп қилинишиға һәмдәм болған 10 илғар коллектип, 87 илғар шәхс җәмий 750 миң йүән (121 миң 760 америка доллири) билән тартуқланған.
гезитниң билдүрүшичә, йәнә куча наһийәсидиму зораванлиқ – террорлуқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә бериш бойичә лексийә сөзләш йиғини өткүзүлгән.
техи йеқиндила хотән вилайитиму "хизмәт көрсәткән" онларчә мунәввәр кишини тартуқлиғаниди.
уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт буниңдин илгири уқтуруш тарқитип, зораванлиқ – террорлуқ һәрикәтлирини битәрәп қилишта хизмәт көрсәткүчиләрни мукапатлаш үчүн 300 милйон йүән (48 милйон 700 миң доллар) пул аҗратқанлиқини уқтурғаниди.
мутәхәссисләр, етиқадий йаки мәнивий тонушни арқа көрүнүш қилмайдиғанла болса, бу хил мукапатлаш усуллириниң үнүминиң чәклик болидиғанлиқини қәйт қилишмақта.
америкида чиқидиған "The Econonist" журнили, мушу йил май ейида иҗра қилинишқа башлиған хитай миқйасида "зораванлиқ – террорлуқ җинайәтлиригә зәрбә бериш бир йиллиқ һәрикити" даирисидә пәқәт ийун ейи ичидила 32 зораван гуруппиниң битчит қилинғанлиқини, 380 гумандарниң қолға елинғанлиқини, 315 пуқраниң өлгәнликини хәвәр қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر