йавропа иттипақи: илһам тохти дәрһал қойуп берилсун

йавропа иттипақи хитайда қамақта йетиватқан уйғур тәтқиқатчи илһам тохтиниң бөлгүнчилик билән әйибләнгәнликидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини әскәртти вә униң дәрһал қойуп берилишини тәләп қилди.

81757
йавропа иттипақи: илһам тохти дәрһал қойуп берилсун

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи уйғур тәтқиқатчи илһам тохтиниң дәрһал қойуп берилишини тәләп қилди.
йавропа иттипақи хитайда қамақта йетиватқан уйғур тәтқиқатчи илһам тохтиниң бөлгүнчилик билән әйибләнгәнликидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини әскәртти вә униң дәрһал қойуп берилишини тәләп қилди.
йавропа иттипақиниң ташқи сийасәт вә бихәтәрлик ишлири алий вәкили кәтрин әштинниң байанатчиси майкел ман тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, илһам тохтиниң адвокатқа игә болуш вә давалиниши капаләткә игә қилинмай туруп 6 ай қамақта йатқанлиқи әскәртилди вә «тохти, пүтүн хитай пуқралириниң охшаш һоқуққа игә болуши, пәрқлиқ етник гуруппилар арисидики өз ара чүшәнчини күчәйтиш мәқситидә йиллардин бойан хитай қанунлириға мувапиқ вә тинч усулда ишлиди» дейилди.
йавропа иттипақи, илһам тохтиниң қойуп берилишидин сирт мувапиқ давалиниш шараитиға игә қилиниши билән асаслиқ һәқ – һоқуқ вә әркинликлиригә толуқ һөрмәт қилинишиниму тәләп қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر