олимпик мәшили каннес фестивалиға қатнаштурулди

фирансийәлик тәнһәрикәтчиләр 77-қетимлиқ каннес филим фестивалида қизил геләмдә олимпик мәшилини көтүрүп маңди.

2142777
олимпик мәшили каннес фестивалиға қатнаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдә өткүзүлгән 77-қетимлиқ каннес филим фестивалида «марселло мийо» филими тамашибинлар билән йүз көрүшүштин илгири, фирансийәлик тәнһәрикәтчиләрдин тәшкилләнгән бир өмәк олимпик мәшилини көтүрүп сәһнигә чиқти.

фирансийәлик тәнһәрикәтчиләрдин ануа ассумани (Arnaud Assoumani), алексис ханкивинкуант (AlexisHanquinquant), нелийа барбоса (Nelia Barbosa) вә мағи патуллет (Marie Patouillet) қизил геләмдә мәшәлни көтүрүп маңди. 2024-йиллиқ париж олимпик йиғини комитетиниң башлиқи тони естонгет (Tony Estanguet) кона тәнһәрикәтчи террий ғей (Thierry Rey) қатарлиқ кишиләр, тәнһәрикәтчиләргә һәмраһ болди.

гиретсийәдин йолға чиққан олимпик мәшили 8-май (2024) фирансийәниң ақдеңиз шәһири марсилйаға йетип кәлгән иди. олимпик мәшили 26-ийул 2024-йиллиқ париж олимпик йиғини башланғичә фирансийәдики 400 дин артуқ нуқтиға апирилиду.

фирансийәдә 26-ийулдин 11-авғустқичә олимпик тәнһәрикәт йиғини өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر