лионел месси кәчүрүм сорап командисиға қайтип кәлди

париж сант герман (PSG) командисиниң путбул маһири аргентиналиқ чолпан лионел месси кәчүрүм сориғандин кейин командисида мәшиқ қилишни башлиди.

1984190
лионел месси кәчүрүм сорап командисиға қайтип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: лионел месси рухсәтсиз сәуди әрәбистанға барғанлиқи сәвәбидин кулуб тәрипидин икки һәптә тохтитип қойулған болуп, алдинқи һәптә у өзиниң иҗтимаий алақә адресида елан қилған байанатида сәпдашлиридин кәчүрүм сориди.

аргентиналиқ путбол чолпини 1 гә қарши 3 нәтиҗә билән тройес командисини йәңгән түнүгүнки (8 - май) мусабиқисидә, командиси билән биргә мусабиқигә чүшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر