лйу шйавҗүнниң мусабиқидин илгири роһландурғуч дора ишләткәнлики ениқланди

хитайниң үч қетим олимпик мусабиқиси чемпийони болған еғирлиқ көтүрүш маһири лйу шйавҗүнниң мусабиқидин илгири роһландурғуч дора ишләткәнлики ениқланди.

1922971
лйу шйавҗүнниң мусабиқидин илгири роһландурғуч дора ишләткәнлики ениқланди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң үч қетим олимпик мусабиқиси чемпийони болған еғирлиқ көтүрүш маһири лйу шйавҗүнниң мусабиқидин илгири роһландурғуч дора ишләткәнлики ениқлинип, мусабиқиләргә қатнишишини вақитлиқ чәкләш җазаси берилгәнлики билдүрүлди.

хәлқара роһландурғуч дориларни контрол қилиш оргини байанат елан қилип, 38 йашлиқ тәнһәрикәтчиниң 30-өктәбир елинған роһландурғуч дора әвришкисидә чәкләнгән еритропоитин маддисиниң байқалғанлиқини уқтурди.

игилинишичә, чәкләнгән мәзкур мадда қизил қан һүҗәйрисиниң санини ашуруп, тәнһәрикәтчиниң тәнһәрикәт иқтидарини ашуридикән.

тәкшүрүш толуқ ахирлашқучә мусабиқиләргә қатнишиши чәкләнгән лйу шийавҗүнниң, B әвришкисиниң тәһлил қилинишини тәләп қилиш һоқуқи бар икән.

2012-вә 2016-йиллири әрләр 77 килограмлиқлар мусабиқисидә олимпик чемпийони болған хитай тәнһәрикәтчи лйу шийавҗүн, 2020-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә әрләр 81 килогирамлиқ мусабиқисигә қатнишип алтун медалға еришкәниди.

униң йәнә бәш қетим дунйа чемпийонлуқиға еришкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر