айал бокс маһири бусәназ йерим һәл қилғуч мусабиқигә чүшиду

токйо олимпикиниң айаллар 69 килогирамлиқларниң бокс түридә, түркийә маһири бусәназ сүрмәнәли йерим һәл қилғуч мусабиқисигә чүшүш салаһийитини қолға кәлтүрди.

1682671
айал бокс маһири бусәназ йерим һәл қилғуч мусабиқигә чүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: 2020-йиллиқ токйо олимпикиниң айаллар 69 килогирамлиқларниң бокс түридә, түркийә маһири бусәназ сүрмәнәли йерим һәл қилғуч мусабиқисигә чүшүш салаһийитини қолға кәлтүрүп, олимпик медали елишни капаләт астиға игә қилди.

бусәназ кокугикан тәнтәрбийә мәйданида чарәл һәл қилғуч мусабиқигә чүшкәндә, украина маһири анна лйсенко (Anna Lysenk) билән мусабиқигә чүшти.

у биринчи вә иккинчи мәйданда бәш репердин толуқ номур алди. у үчинчи мәйданда үстүнлүкини сақлап қалди вә йерим һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитини қолға кәлтүрди.

униң йерим һәл қлғуч мусабиқиси 4-авғуст (2021) өткүзүлидиған болуп, һиндистанлиқ маһир ловлина боргохаин билән мусабиқилишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر