вухән вируси сәвәбидин түркийә – силовенийә оттурисидики мусабиқә тамашибинларсиз өткүзүлиду

а. миллий командимизниң силовенийәниң саһибханлиқидики тәййарлиқ мусабиқиси йеңи типтики вухән вируси (Kovid-19) ға қарши тәдбир даирисидә, 3 - айниң 27 - күни тамашибинларсиз өткүзүлидиған болди.

1376111
вухән вируси сәвәбидин түркийә – силовенийә оттурисидики мусабиқә тамашибинларсиз өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: силовенийәдә вухән вируси билән йуқумланғучиларниң сани 31 гә йәткән болуп, һөкүмәт йуқумлиниш апитиниң алдини елиш үчүн қошумчә тәдбирләрни йолға қойди.

силовенийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, йеңи тәдбир даирисидә, алп интизам лоңқиси қатарлиқ барлиқ тәнһәрикәт паалийәтлириниң очуқ майданда өткүзидиғанлиқи, 500 дин артуқ зийарәтчиси болған барлиқ тәнһәрикәт паалийәтлирини тамашибинларсиз өткүзүш қарар қилинғанлиқи қәйт қилинди.

буниңдин башқа, йепиқ заллардики тәнтәрбийә паалийәтлириниң 100 адәм биләнла чәклинидиғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر