олимпик комитетиниң рус тәнһәрикәтчиләргә даир қарари москваниң зәрдисини қайнатти

хәлқара олимпик комитети, русийәни 2018 – йиллиқ қиш пәсиллик олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиригә қатнишишини мәни қилди.

862287
олимпик комитетиниң рус тәнһәрикәтчиләргә даир қарари москваниң зәрдисини қайнатти

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара олимпик комитети шивейтсарийәниң лозан шәһиридә чақирилған иҗраийә оргини йиғинидин кейин йазма байанат елан қилип, русийәниң, пйеоң чаңда өткүзүлидиған 2018 – йиллиқ қиш пәсиллик олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиригә қатнишишиниң мәни қилинғанлиқини уқтурди. байанатта, роһландурғучи дора истемал қилмиғанлиқи ениқланған рус тәнһәрикәтчиләрниң, 2018 – йиллиқ қиш пәсиллик олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиригә мустәқил һалда иштирак қилишиға рухсәт қилинидиғанлиқи؛ рус тәнһәрикәтчиләрниң, 2018 – йиллиқ қиш пәсиллик олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиридә «русийәдин қатнашқан олимпик тәнһәрикәтчиси» дегән нам астида мусабиқигә чүшидиғанлиқи әскәртилди.

русийәлик алақидар әмәлдарлар, хәлқара олимпик комитетиниң русийәни 2018 – йиллиқ қиш пәсиллик олимпик тәнһәрикәт мусабиқилириға қатнишиштин мәни қилинишиға вә роһландурғучи дора истемал қилмиғанлиқи ениқланған рус тәнһәрикәтчиләрниң мустәқил һаләттә мусабиқигә қатнишалайдиғанлиқи тоғрисидики қарариға «қаттиқ» наразилиқ билдүрди.

русийә путбол федератсийәси идарә һәйити әзаси вә дума парламент әзаси игор лебедев, хәлқара олимпик комитетиниң қарариниң күчлүк дөләт һесаблинидиған русийәни «төвән көрүш» икәнликини илгири сүрди. у, русийәниң пйеоң чаң қиш пәсиллик олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнишишни байқут қилиши керәкликигә ишарәт қилип, «буниңға қайтурулидиған әң йахши җаваб, олимпик мусабиқилириға иштирак қилишни байқут қилиштур. бу арқилиқ русийәниң күчини намайан қилалаймиз. олимпик мусабиқилиригә иштирак қилишимиз аҗизлиқниң аламити болиду» деди.

русийә олимпик комитети башлиқи александир җукув болса, хәлқара органларниң йеқинқи икки йилниң мабәйнидә рус тәнһәрикәтчиләрниң роһландурғучи дора истемал қилип – қилмиғанлиқини назарәт қиливатқанлиқини әскәртип, «уларниң назарәт қилиши җәрйанида рус тәнһәрикәтчиләрниң роһландурғучи дора истемал қилмиғанлиқи көрүлди вә рус тәнһәрикәтчиләрниң бу җәрйанда қолға кәлтүргән барлиқ утуқлири дурус йол билән елинди» деди.

русийә дөләтлик радийо – телевизийә ширкити – VGTRK му бу һәқтә байанат берип, русийә командилири қатнашмиған тәқдирдә, русийәдә олимпик мусабиқилиригә даир тарқитишларниң берилмәйдиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر