әрдоған мидалға еришкән тәнтәрбийәчиләрниң зийаритини қобул қилди

миллий тәнтәрбийәчиләр «алған медалйонлиримизни қәһриман шеһитлиримизға беғишлаймиз» деди вә башқа йеңи утуқларниму қолға  кәлтүрүшкә вәдә бәрди.

567428
әрдоған мидалға еришкән тәнтәрбийәчиләрниң зийаритини қобул қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған рио 2016 – йиллиқ олемпик мусабиқилирида мидалға еришкән 8 нәпәр түрк тәнтәрбийәчиниң зийаритини қобул қилди.

җумһур рәислик күллийәсидә ахбаратчиларға йепиқ шәкилдә елип берилған учришишқа баш министир бинали йилдирим, йашлар вә тәнтәрбийә ишлири министири акиф чағатай қилич һәмдә җумһур рәис баш мәслиһәтчилиридин һидайәт түрк оғлу вә һәмзә йәрликайаму иштирак қилди.

учришишқа олемпик мусапиқисида алтун медалға еришкән таһа ақгүлму қатнашти.

миллий тәнтәрбийәчиләр «алған медалйонлиримизни қәһриман шеһитлиримизға беғишлаймиз» деди вә башқа йеңи утуқларниму қолға  кәлтүрүшкә вәдә бәрди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған медалйонға еришкән тәнтәрбийәчиләрни айрим айрим тәбрикләп, һәдийә тәқдим қилди. 

тәнтәрбийәчиләр җумһур рәис билән хатирә рәсимгә чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر