түркийә вә русийә командилири достлуқ мусабиқиси өткүзди

түркийә путбол командиси билән русийә путбол командисиниң 2018-йиллиқ дунйа лоңқиси тәййарлиқ мусабиқилири даирисидә, анталйада достлуқ мусабиқиси өткүзгәнлики билдүрүлди.

563048
түркийә вә русийә командилири достлуқ мусабиқиси өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә путбол командиси анталйада русийә командиси билән 2018-йиллиқ дунйа лоңқисиниң тәййарлиқ мусабиқилири даирисидә мусабиқигә чүшти. мусабиқидә һәр икки команда топ киргүзәлмиди, әмма достлуқ биринчи болди.

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу мусабиқини нәқ мәйдандин көрди. у достлуқ мусабиқисиниң мәқситигә йәткәнликини ейтти. у мухбирларниң зийаритини қобул қилғанда, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән телефонда көрүшкәнликини билдүрди.

йашлар вә тәнтәрбийә министири акиф чағатай қилич анталйаниң бу достлуқ мусабиқисигә интайин йахши саһибханлиқ қилғанлиқини әскәртти. у русийәдә түркийә ширкәтлири тәрипидин селинған тәнтәрбийә мәйданиниң ечилишиға қатнишидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر