фирансийә саһибханилиқ қилидиған йавропа путбол мусабиқиси башлиниду

фирансийә саһибханилиқ қилидиған 2016 - йиллиқ йавропа чемпийонлуқни талишиш путбол мусабиқиси дөләтниң һәрқайси җайлирини қаплап кәткән наразилиқ намайишлири вә иш ташлаш һәрикәтлириниң көләңгиси астида әтә (җүмә күни) башлиниду.

507461
фирансийә саһибханилиқ қилидиған йавропа путбол мусабиқиси башлиниду
paris, çöp.jpg
fransa polisi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: париждики әхләтләрни бир тәрәп қилиш мәркизиниң ишчилири хизмәт қанун тәклипигә қарши сәйшәнбә күни иш ташлиғанлиқтин, париждниң көплигән җайлиридики әхләтләр уда бир һәптидин буйан дөвилинип кәтти.

күнигә тәхминән 2 миң тонна әхләт йүк машинилири арқилиқ йөткилидиған мәркәздә йилиға 700 миң тонниға йеқин әхләт қайта ишләнгән талаға айландурулмақта иди.

төмүр йол ишчилириниң иш ташлишиму дөләттики қанташни паләч һалға чүшүрүп қоймақта.

фирансийә дөләтлик төмүр йол идарисиниң билдүрүшичә, ишчиларниң иш ташлишидин кейин келип чиққан зийан 300 милйон йавроға йетидикән.

мәлуматларға қариғанда, ғәзәп – нәприти толуп ташқан ишчилар дөләтниң һәрқайси җайлирида айландурулған йавропа чемпийонлуқни талишиш путбол мусабиқиси лоңқисини пайтәхткә елип кетиватқан пойизни тохтитишқа урунған. пайтәхт париждики шималий пойиз истансисида лоңқини елип маңған пойизниң алдини тосқан ишчилар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәргән. миң тәсликтә пайтәхткә елип келингән лоңқа кейинчә сақчиларниң қоғдиши астида алақидар тармақларға тапшуруп берилгән.

фирансийәдики дөләтлик һава йоллири ширкити Air France  ниң учқучилири 11 – 14 – ийун күнлири иш ташлаш қарари алди.

қатнаш ишлири министири алайн видалес ишчиларниң мусабиқә һарписида иш ташлишини, учқучиларниң 11 – 14 – ийун күнлири иш ташлаш қарари елишини мәсулийәтсизлик дәп атиди.

йәнә бир тәрәптин, муһим мусабиқә өткүзүлидиған фирансийәниң һәрқайси җайлирини террор әндишиси қаплап кәтти.

шуңа тәнтәрбийә заллири вә әтраплирида бихәтәрлик тәдбирлири қаттиқ күчәйтилди, һөкүмәтму бихәтәрлик тәдбирлирини елишта һечқандақ чәклимә қоймайватиду.

10 – ийундин 10 – ийулғичә 10 шәһәрдә 51 мәйдан мусабиқә өткүзүлиду.

мусабиқини көрүш үчүн 8 милйон путбол мәстанисиниң фирансийәгә бериши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر