түркийә дөләтлик путбол командиси күндин-күнгә ғәлибә қучмақта

италийә бойичә тиражи әң көп гезитләрдин болған « La Gazzetta dello Sport » түркийә дөләтлик путбол командисиниң изчил алға илгириләп маңғанлиқини йазди.

505703
түркийә дөләтлик путбол командиси күндин-күнгә ғәлибә қучмақта

түркийә авази радийоси хәвири: италийә бойичә тиражи әң көп гезитләрдин болған « La Gazzetta dello Sport » түркийә дөләтлик путбол командисиниң һазирғичә қатнашқан һәр йавропа путбол мусабиқилиридә изчил алға илгириләп маңғанлиқини йазди.

фирансийәниң саһибханлиқида 10-ийунда башлинидиған 2016 йавропа лоңқиси путбол мусабиқилиридин илгири, қатнишидиған 24 команда үстидә әтраплиқ анализлар елан қилған бу гезит, түркийәгиму кәң орун аҗратти.

гезиттә муну ибариләр орун алди: «түркләр путбол маһарәтлирини тәрәққий қилдуруп фирансийәгә келиватиду, тунҗи қетим қатнашқан 1996-йилдики йавропа лоңқиси путбол мусабиқилиридин 0 номур билән айрилип тунҗи мәйдан мусабиқидила ведалашқан түркийә, 2000-йилдики мусабқиләрдиму португалийәгә чарәк һәл қилғуч мусабиқидә, 2008-йилда болса германийәгә йерим һәл қилғуч мусабиқисидә йеңилип қалди. түркләр мушу тәриқидә илгирилисә һәл қилғуч мусабиқигиму қатнишип қелиши мумкин, бу йәрдә диққәт қилишқа тигишлик муһим нуқта шу: фатиһ теримниң командиси коллкетип маслишишчанлиқ, күрәш роһи вә путболчиларниң шәхсий маһарәтлирини,  болупму оттура мәйдан билән мәйданниң алди тәрәплиридә бирләштүрүләйду.»

гезит түркийәниң фирансийәдә, алваро мората болған испанийә командиси, йуқири һуҗум қилиш қабилийитигә игә болған киродийә командиси билән мусабиқилишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر