фурқан байрақ дунйа чемпийони болди

дунйа йашлар челишиш лоңқиси мусабиқисиниң 74 килолуқлар түридә фурқан байрақ алтун мидалға еришти.

81461
фурқан байрақ дунйа чемпийони болди

дунйа йашлар челишиш лоңқиси мусабиқисиниң 74 килолуқлар түридә фурқан байрақ алтун мидалға еришти.
5- авғусттин 10- авғустқичә болған арилиқта кродийәниң пайтәхти загребта өткүзүлгән мусабиқиниң биринчи күнидә мәйданға чүшкән фурқан байрақ, иранлиқ рәқиби пәйма бойәрини 2 гә қарши 4 нәтиҗә билән йеңип дунйа чемпийони болди.
2016 вә 2020- йиллиқ олимпик мусабиқилиридә алтун медал елишни нишан қилған йетишкән тәнһәрикәтчи, түнүгүн әтигәнки мусабиқиләрдә һиндистанлиқ, беларусийәлик, әрменийәлик вә германийәлик рәқиблирини мәғлуп қилип, һәл қилғуч мусабиқигә қатнишиш салаһийитигә еришти.
һәл қилғуч мусабиқидә иранлиқ челишчи пәйма бойәри тәрипидин арқисиға йеқитиветилгән болушиға қаримай бәл қойувәтмигән миллий челишчи, сәһнидин 2 гә қарши 4 нәтиҗә билән айрилип алтун медалниң саһиби болди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر