голландийә командиси арманда қалди

дунйа лоңқисиниң иккинчи айланма йерим һәл қилғуч мусабиқисидә, голландийә командиси 4 кә қарши 2 нәтиҗә билән аргентина командисиға уттуруп қойди.

124136
голландийә командиси арманда қалди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәлик җүнәйт чакир реперлиқ қилған дунйа лоңқисиниң иккинчи айланма йерим һәл қилғуч мусабиқисидә, аргентина командиси билән голландийә командиси мусабиқигә чүшти.
нормал мусабиқә вақти вә узартишларда нәтиҗә 0 – 0 болған мусабиқидә, аргентина командиси нуқта топта голландийә командисини 2 гә қарши 4 нәтиҗә билән йеңип, германийә командисиниң рәқибигә айланди. голландийә командиси болса, биразилийә командиси билән үчинчиликни талишиду.
дунйа лоңқисиниң чимпейони бәлгилинидиған мусабиқә 14 – ийул дүшәнбә күни үрүмчи вақти әтигән саәт 1:00 дә башлиниду. голландийә командиси билән биразилийә командисиниң мусабиқиси 13 – ийул йәкшәнбә күни үрүмчи вақти әтигән саәт 2:00 дә башлиниду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر